Page 12 - 4_Естествознание
P. 12

Төвәнки басқучтики өсүмлүкләр




            Биливалисиләр:                                                             Тирәк сөзләр
                  textbooks nis edu kz
              •  водоросльларниң түзүлүши;

              •  водоросльларниң қандақ түрлири бар.                                 таллóм
                                                                                     йешил водоросльлар
               Блиц- мусабиқиси                                                     қизил водоросльлар


               •  Өсүмлүкләр қандақ топларға бөлүниду?                              һал рәңлик
               •  Жуқарқи басқучтики өсүмлүкләрниң қандақ                           водоросльлар
                   бәлгүлири бар?

               •  Төвәнки вә жуқарқи басқучтики өсүмлүкләргә мисал кәлтүрүңлар.

             Водоросльларниң түзүлүши

                Эврика водоросльларниң түзүлүшини тәтқиқ қилди.
             Тәтқиқатиниң нәтиҗисини сүрәт арқилиқ көрсәтти.
             Сүрәтниң ярдими билән Эврика немини чүшәндүрмәкчи
             болди? Қисқичә ейтип бериңлар.
                Силәр қандақ ойлайсиләр, таллом өсүмлүкләрниң
             қайси әзалириниң хизмитини атқуриду?
                                                                                           таллом

             Водоросльларниң түрлири
                                                                                           Мениңчә,
                Негеш билән Эврикини водоросльларниң рәңгиниң                    водоросльларниң рәңги күн
             һәрхил болуши қизиқтурди. Уларниң пикирини тиңшап                    нуриниң мөлчәригә бағлиқ
             көрүңлар.                                                              әмәс. Водоросльларниң
                          Водоросльлар - суда өсидиған өсүмлүкләр.                  рәңгигә судики һәрхил
                          Уларниң рәңги күн нуриниң суниң бетигә                   маддилар тәсир қилиши
                             чүшидиған мөлчәригә бағлиқ болиду.                             мүмкин.












                               1             2                3               4                5
                Силәр қандақ ойлайсиләр, кимниң пикри тоғра? Өз пикриңларни ейтиңлар.
                Таза суда қандақ рәңдики водоросльлар учришиду?
                Деңиз түвидә өсүдиған водоросльларниң рәңги қандақ? Сәвәвини чүшәндүрүңлар.


        12        1-бөлүм. 1-қисим. Өсүмлүкләр.
   7   8   9   10   11   12   13   14   15   16   17