Page 23 - 4_Естествознание
P. 23

Уруқларниң тарқилиши

             Немишкә уруқлар шәкли вә һәҗими бойичә һәр хил болиду? Ойлинип көрүңлар.
          Шамалниң ярдими арқилиқ тарқилидиған уруқларға мисал кәлтүрүңлар. Суниң ярдими
          арқилиқ тарқилидиған уруқлар қандақ болуши керәк? Йепишқақ вә чақақ уруқлар
                  textbooks nis edu kz
          қандақ тарқилиду?













             Өсүмлүкләрниң уруқлири бир-биридин жирақ
          җайлишиши керәк. Сәвәви, өскән чағда улар бир би-                      Ойлиниңлар
          ригә тосалғулиқ қилмиши керәк. Шуниң үчүн уруқлар                       Бағвән өз тәҗрибиси-

          һәрхил йоллар билән тарқилиду.                                      дә уруқларниң тарқили-
             Қанатлиқ, шундақла башқиму шәкилдики уруқлар                     ши тоғрисидики билими-
          шамал арқилиқ тарқилиду. мәсилән,мамкап, мәҗнун                     ни қандақ пайдилиниши
          тал вә сединиң уруқлири. Ләйлиқазақниң ғоллири                      мүмкин.
          шамалда чайқилип уруқлири чечилишқа башлайду.
          Бәзи бир дала өсүмлүклири мевиси пишқанда қуруп                     ?    Биләмсиләр?

          кетиду. Шамал уларни йилтизи билән сундуруп,до-                         Скандинавия арал-
          милитип, уруқлирини чечиш арқилиқ бир җайдин                         лирида өткүзүлгән тәт-
          иккинчи җайға йөткәйду. Мундақ өсүмлүкләр «далада                    қиқатларниң нәтиҗиси
          домилайдиған» дегән нам алған.                                       бойичә, алимлар Аф-
             Бәзи бир уруқларни су еқитип кетиду. Ичидә һава                   рикида өсүдиған көп

          бошлуғи болғанлиқтин, улар наһайити йеник. Кокос                     жиллиқ лианиниң уруқ-
          пальмиси билән ольхиниң уруқлири мошундақ йол                        лириниң деңиз арқилиқ
          арқилиқ тарқилиду.                                                   қуруқлуққа 1200км ра-
             Башқа өсүмлүкләрниң, мәсилән, чертополохниң,                      диусида тарқалғанлиғи-
          ковыльниң уруқлири илмәксиман, йепишқақ чач ох-                      ни дәлилләп чиқти.
          шаш болиду. Мошундақ йоллар арқилик улар җани-

          варларниң  жуңлириға вә адәмләрниң кийим-кечәклиригә йепишивалиду.
             Бәзи бир өсүмлүкләрниң мевилири өз-өзидин йерилип ечилиду. Мәсилән,
          явайи тәрхәмәкниң, почақниң уруқлири пишқанда мевилири йерилип уруқлири
          мәлум күч билән һәр тәрәпләргә учуп кетиду.
             Һәрхил тарқилиш йоллириниң ярдими арқилиқ уруқлар йеңи җайларға көчүш

          имканийитигә егә болиду.



                                                                                                 7-дәрис      23
   18   19   20   21   22   23   24   25   26   27   28