Page 25 - 4_Естествознание
P. 25

Өсүмлүкләрни қоғдаш йоллири                                         ?    Биләмсиләр?

             Негеш билән Эврика эколог – алим билән өсүмлүкләр-                   Һазирқи вақитта
          ни қоғдаш йоллири тоғрисида сөһбәтләшти. Тирәк сөзләр-               сәйяримиздики җаңгал
                  textbooks nis edu kz
          ниң ярдими арқилиқ өсүмлүкләрни қоғдаш тоғрисидики                   мәйданлириниң қисқи-
          қанун лайиһәсини түзүп көрүңлар.                                     риши буниңдин 100-


                Қоруқлар                         Қизил китап                   200 жил илгири билән
                                                                               селиштурғанда икки

                                                           Қанун               һәссә чапсан дәриҗидә
                    Миллий парклар                                             йүз бәрмәктә.


                Өсүмлүкләрни тәтқиқат қилиш вә күзитиш



                                                                                  Схема       Хәт
          Лайиһә түзүңлар
             Өсүмлүкләрни қоғдашниң әң пайдилиқ йолини тәклип                         Коллаж
          қилиңлар. Бәргән тәкливиңлар бойичә өз лайиһәңларни
          түзүңлар.                                                              Постер       Китап
             Синипдашлириңни өз лайиһәңлар билән тонуш-
          туруңлар. Уларниң әмгигини баһалап, техиму пайдилиқ
          пикирләрни бериңлар.


             Өсүмлүкләрни қоғдаш йоллириниң бири, уларни
          Қизил китапқа киргүзүш. Мәсилән, Қазқстанниң Қизил
          китавиға өсүмлүкниң 387 түри киргүзүлгән. Уларниң

          ичидики Шренка вә Регель намлиқ явайи лалиләр
          пәқәт бизниң елимизниң территориясидә өсиду.
          Униңдин ташқири бу гүлләрни мәхсус ботаникилиқ
          бағларда өстүриду.

             Өсүмлүкләрни қоғдашниң муһимлиғини йәр
          йүзидики барлиқ кишиләр чүшиниду. Әтиязлиғи вә
          күзлүги шәһәр вә йезиларда әтрапни безәлләндүрүш
          ишлири жүргүзүлиду. Мәсилән, Нур-Султанниң

          кочилириға бир вә көп жиллиқ көчәтләр, гүлләр
          олтарғузулиду. Бу һавани тазилашқа вә нәмликни
          мәлум дәриҗидә сақлашқа имканийәт бериду.
             Өсүмлүкләрни қоғдаш- йәр бетидики һаятни сақлап

          қелишниң бирдин-бир амилидур.



                                                                                                 7-дәрис      25
   20   21   22   23   24   25   26   27   28   29   30