Page 28 - 4_Естествознание
P. 28
Симбиоз дегинимиз немә?
Биливалисиләр: Тирәк сөз
• Өсүмлүкләр билән җаниварлар арисида қандақ мунасивәт бар?kz
• тирик организмлар арисида қандақ симбиоз
мунасивәтниң барлиғини.
textbooks nis edu
Блиц- мусабиқиси
• Җаниварлар арисидики өз ара қандақ мунасивәт түрлири болиду?
• Шундақ мунасивәтләргә мисал кәлтүрүңлар.
Тәтқиқ қилиңлар
Сүрәттә көрситилгән тирик организмлар өз ара қандақ мунасивәттә болиду?
Қоғдиниш Чаңлишиш Озуқлиниш
? ? ? ? ? ?
Озуқлиниш Ширнә Уруқларниң тарқилиши
чүмүлә
алма чечиги кедр уруғи кедрни
маканлайдиған
тлә һәсәл һәриси қуш
Тәбиәттики барлиқ тирик организмлар бир бири билән өз ара мунасивәттә
болиду. Бәзидә бу һәрикәтләр улар үчүн қолайлиқ болиду. Мәсилән, қушлар
бөкәнниң жуңидики һашарәтләр билән озуқлиниш арқилиқ униң терисини
тазилайду. Бәзи һашарәтләр ширнә (нектар) жиғиш арқилиқ өсүмлүкләрни
чаңлаштуриду. Сенегал авдоткиси Нил крокодили билән инақ яшайду. Авдотка
өз угисини крокодилниң туридиған җайиға йеқин салиду. Крокодил қушларни
овлайду, бирақ авдоткиға тәгмәйду. Крокодил бу қушни қаравул сүпитидә пай-
дилиниду. Крокодилниң угисиға ховуп туғулса, авдотка бирдин бәлгү бериду вә
крокодил өзиниң угисини һимайә қилишқа алдирайду.
Организмлар арисидики мундақ қолайлиқ алақә симбиоз дәп атилиду.
28 1-бөлүм. 2-қисим. Һайванатлар