Page 51 - 4_Естествознание
P. 51
муһит Дуниявий
муһит
Хәритидин төрт тәрипи муһит билән жуиилидиған
қуруқлуқни тепиңлар. Қайси муһит бәш қуруқлуқ билән
чегаридаш?
textbooks nis edu kz
Диаграммини оқуңлар. Уни түзүш үчүн қандақ мәлумат
пайдилинилған? Диаграмминиң ярдими арқилиқ муһит-
ларниң мәйдани билән уларниң хәритидә җайлишишини
ениқлап көрүңлар. Силәргә қандақ мәлумат йәтмиди? 4% 21% 25% 50%
Керәклик мәлуматни қәйәрдин алисиләр?
1 2 3 4
Модель ясаңлар Қандақ һесаплаш
Модельниң ярдими арқилиқ сәйяримиздики қу- керәк?
руқлуқ вә муһитларниң җайлишишини тәсвирләңлар. Йәрниң умумий мәйдани
510 млн км/кв. Қуруқлуқлар
бу мәйданниң 30% егиләй-
ду. Муһитларниң мәйдани
қандақ?
Ойлиниңлар
Әгәр Антарктида
толуқ музлар билән қа-
планған болса, у немишкә
муһит әмәс?
Йәр үстидә төрт муһит бар: Теч, Атлантикилиқ, Һинд вә Шималий муз
муһитлири. Уларниң ичидики әң чоңи – бу Теч муһит. Әң кичиги – бу Шималий
муз муһити. Бу муһитниң үсти муз билән қапланғанлиқтин шундақ дәп атилиду.
Муһитларниң теги һәрхил. У йәрдә су асти тағлири, түзләңләр вә чоңқурлуқлар
бар. Муһитларда цунами пәйда қилидиған йәр тәврәшлири йүз бериду.
? Биләмсиләр?
Қуруқлуқларниң намлири уларниң җайлашқан орни билән бағлиқ. Әң чоң қуруқлуқ
Евразия шәртлик түрдә икки қисимға бөлүнгән: Европа вә Азия. «Европа» сөзи қе-
димий финикий тилидин тәрҗимә қилғанда «Ғәрип», «Азия» сөзи болса «Шәриқ»
дегән мәнани билдүриду. Җәнубий йерим шарға җайлашқанлиқтин «Австралия»
қуруқлуғи наминиң тәрҗимиси «Җәнубий» дегән мәнани билдүриду.
1-дәрис 51