Page 78 - 4_Естествознание
P. 78
Җисимлар суда қандақ үзиду?
Биливалисиләр:
textbooks nis edu kz
• җисимларни суда үзүшкә қандақ мәҗбурлашни.
Чүшәндүрүңлар
Сүрәтләргә қараңлар. Қандақ ойлайсиләр, немишкә
шундақ боливатиду? Мошуниңға охшаш мисалларни
кәлтүрүңлар.
Җисимға су тәрипидин тәсир қилидиған күч, шу
җисимниң һәҗимигә бағлиқ болиду. Суға чүшкән
җисимниң һәҗими қанчә йоған болса, иштириш
күчиму шунчә көп болиду.
Белиқлар суда қандақ үзиду?
Белиқлар суда өзиниң һалитини башқуралайду.
Улар суниң астида вә үстүнки қисмида болуши мүмкин.
Белиқлар буни қандақ әмәлгә ашуриду? Әхбарат
тепиш үчүн қошумчә мәнбәләрдин, энциклопедия яки
интернетни пайдилиниңлар.
78 2-қисим. 4-бөлүм. Күч вә һәрикәт