Page 5 - 4_Естествознание
P. 5
textbooks nis edu kz
Саламәтмусиләр,
4-синип оқуғучилири!
Силәрни йеңи оқуш жилиниң
башлиниши билән
тәбрикләймиз! Алдимизда илим
дуниясидики қизиқ
йеңилиқларни ечиш
имканийити туриду!
Йеңи оқуш жилини
тәбиәтшунаслиқ дуниясида
ечилған йеңилиқлар билән
башлаймиз!
Тәбиәтшунаслиқ - бу тәбиәт мәнбәлирини, тәбиий җәриянлар билән һадисиләрни
оқуп үгинидиған чоң бир илим дунияси. Һәр күни дегидәк дунияда һәрхил тәҗрибиләр
билән экспериментлар әмәлгә ашурулуп, нурғунлиған йеңилиқлар ечилмақта. Заманивий
илим бир йәрдә туруп қалмай, күндин-күнгә тәрәққий әтмәктә. Алимлар бизни қоршап
турған муһитни сақлашқа ярдәм қилидиған вә адәмләр үчүн йеңи имканийәтләрни
барлиққа кәлтүридиған технологияләрни вуҗутқа кәлтүрүш үстидә әмгәк қилмақта.
Алимлар ачқан йеңилиқларни күндилик һаятта пайдилиниш, әлвәттә, қизиқ. Бирақ
бу йеңилиқларни өзимиз ачсақ техиму қизиқ. Һәрхил соалларни қоюш, уларға җавап
издәш, һәрхил тәҗрибиләрни әмәлгә ашуруш арқилиқ өзәңларни қоршап турған
дуния тоғрисида йеңи вә қизиқ нәрсиләрни билишкә интилиңлар.
Киришмә 5