Page 83 - 4_Естествознание
P. 83
Хаталарни Әгәр яңиюни тузлуқ суға
қандақ түзитиш салсақ, униң салмиғи
қандақ өзгириду?
керәк?
textbooks nis edu kz
Балилар тазиланған яңиюни тузлуқ су
қуюлған қачиға салди. Һәрбир 10 минутта
униң салмиғини өлчәп турди.
Улар алған нәтиҗиләр:
Вақит, мин 0 10 20 30 40
Яңию салмиғи, гр (Эврикиниң эксперименти) 50 54 58 60 63
Яңию салмиғи, гр (Негешниң эксперименти) 50 55 53 59 62
Мениңчә,
өлчәшләрниң бири хата
йезилған. Алдиңқиси билән
селиштурғанда яңиюниң салмиғи
азийип кәткән, әксинчә у көпийиш
керәк еди.
Дәсләпки өлчәшни язғанда,
сән хата әвәткән болушуң
керәк.
Өзиниң нәтиҗилирини тәкшүрәш үчүн, балилар экс-
периментни қайтилашқа қарар қилди.
Вақит, мин 0 10 20 30 40
Яңиюниң салмиғи, гр 50 55 59 63 65
Әнди елинған нәтиҗиләр дурус. Яңию өзигә тузлуқ
суни сиңдүриду, униң салмиғи көпийиду.
Елинған нәтиҗиләрни қайтидин тәкшүрүш үчүн, экс-
периментни қайтидин өткүзүш шараити чоң әһмийәтк
егә. Бу хаталиқларни түзитишкә имканийәт яритиду.
83
Яш тәтқиқатчиниң ениқлимиси 83