Page 56 - 4_Естествознание
P. 56
Маддилар қандақ болиду?
Биливалисиләр: Тирәк сөзләр
textbooks nis edu kz
• маддиларниң қандақ түрлириниң моҗутлуғини;
• һәрхил җәриянларда уларниң хусусийәтлириниң Таза мадда
қандақ өзгиридиғанлиғини. арилашмилар
еритиш
Тәркивини ениқлаңлар қайнаш
Стаканлардики суларни селиштуруңлар. Қандақ
ойлайсиләр, уларниң қайсисидики су таза? Җававиңларни
чүшәндүрүңлар.
Тәбиәттики маддилар таза вә арилашма түридә учришиду. Арилашма – бу
һәрхил маддиларниң жиғиндиси. Мәсилән, һава-бу һәрхил газларниң арилаш-
миси. Таза маддилар тәбиәттә наһайити аз учришиду. Һәтта биз әң таза дәп
һесаплайдиған ичимлик су һәқиқәттә ундақ әмәс, униң тәркивидә һәрхил туз-
лар учришиду. Таза суни елиш үчүн уни мәхсус әсвапта тазилайду. Мундақ су
дистилляцияләнгән (тазиланған) су дәп атилиду.
Тәтқиқ қилиңлар
Арилашмиларниң тәркивигә
киргән маддиларни айришқа бо-
ламду?
Силәргә керәк нәрсиләр:
• яғач угундиси (опилка),
• лимон кислотаси,
• төмүрдин ясалған нәрсиләр,
• су.
56 1-бөлүм. 4-қисим. Маддилар вә уларниң хусусийәтлири. Су вә һава.