Page 59 - 4_Естествознание
P. 59
Бир мадда иккинчи маддиға һәрхил җәриянлар арқилиқ айлиниду. Буниң үчүн
уларни арилаштуриду, қизитиду, қайнитиду. Арилашмилар тәркивигә киридиған
маддилар өз хусусийәтлирини сақлайду. Башқа маддилар өз ара арилишип
хусусийәтлирини йоқитиду яки өзгәртиду. Мундақ маддилар өзиниң дәсләпки
textbooks nis edu kz
һалитигә қайтип келәлмәйду. Маддиларға һәрхил җәриянлар билән тәсир қилиш
арқилиқ адәмләр уларниң хусусийәтлирини яхшилашни, тәркивини өзгәртишни
вә башқа маддиларни пәйда қилишни үгәнди.
Тәтқиқ қилиңлар Ойлиниңлар
Яңиюдин крахмални қандақ алиду? Маддиларниң хусусийи-
тини билиш, адәмләргә
қандақ пайда елип кели-
ду?
Әстә сақлаңлар!
Арилаштуруш, қизи-
тиш, қурутуш, қайнитиш,
еритиш вә башқиму йол-
лар арқилиқ бир мадди-
дин иккинчи бир маддини
елишқа болиду.
Сүттин немиләрни елишқа болиду?
Сүттин немиләрни тәйярлайдиғанлиғини биләмсиләр? Схемиға қараңлар. Қайси
җәриянда сүтниң хусусийитиниң өзгириши йүз бериду? Қайси җәриян нәтиҗисидә
сүттин йеңи мадда пәйда болиду?
бөлүнүши хам қаймақ чиқириш май
ечитиш қайнитиш сүзүш қурутуш қурут
Сүт
ечитиш қайнитиш сүзмә
Қандақ ойлайсиләр, қурутни қайтидин сүткә айландурушқа боламду? Май билән
сүзминичу? Немишкә?
3-дәрис 59