Page 58 - 4_Естествознание
P. 58
Маддиларниң хусусийәтлири өзгирәмду?
Биливалисиләр: Тирәк сөз
textbooks nis edu kz
• маддилар қәйәрдә қоллинилиду;
• маддиларниң өзгиришигә немә тәсир қилиду. өзгириш
Жентни қандақ тәйярлайду?
Негешниң момиси жентниң қандақ тәйярли-
нидиғини тоғрисида ейтип бәрди. Эврика аң-
лиғинини сүрәт билән көрситип, соаллар тәйяр-
лиди. Сүрәтлик схемиға қарап, соалларға җавап
бериңлар.
1 2 3 4 5
• Териқ қандақ қилип жентқа айланди?
• Униң үчүн қандақ һәрикәтләр әмәлгә ашурулди? 6
• Башқа йәнә қандақ маддилар қошулди?
• Хусусийити бойичә териқ билән жент бир-биридин пәриқлинәмду?
• Тәйярлаш җәриянида адәм немә алиду?
Пиктограммиларни оқуңлар
Негеш пиктограммиларниң ярдими арқилиқ клубникидин мурәбба тәйярлаш
җәриянини көрсәтти. Негешниң сүритини пайдилинип, бу җәриян тоғрисида ейтип
бериңлар. Соалларға җавап бериңлар.
қәнт мурәбба
су
• Тәйярлаш җәриянида қандақ маддилар қоллинилиду?
• Җәриян давамида өзгиришләр йүз бәрдиму? Қандақ?
• Мурәбба тәйярлаш җәриянини қандақ аташқа болиду? У немә билән бағлиқ?
• Қандақ мадда алдиңлар?
• Охшаш маддилар билән тәйярланған маддиларниң хусусийитини селиштуруңлар.
Улар тоғрилиқ немә ейталайсиләр?
58 1-бөлүм. 4-қисим. Маддилар вә уларниң хусусийәтлири. Су вә һава.