Page 75 - 4_Естествознание
P. 75

Су – еритқучи

             Маддиларниң суда ериши охшашму? Уларниң еришини
          қандақ чапсанлитишқа болиду? Чай йопурмақлири қандақ
          суда чапсан ерийду? Иссиқ судиму яки қайниған судиму?
                  textbooks nis edu kz
          Чайниң чүшүшигә суниң температуриси қандақ тәсир қилиду?


             Маддилар суда һәрхил ерийду. Мошу хусусийәтлиригә қарап, маддиларни
          үч топқа бөлүшкә болиду: ерийдиғанлар, аз ерийдиғанлар вә еримайдиғанлар.
          Маддиниң ериши униң түзүлүши билән температурисиға бағлиқ. Қаттиқ мадди-
          ларниң көпчилиги жуқури температурида чапсан ерип кетиду. Тәбиий суларниң

          тәркивидә һәрхил минераллиқ маддилар бар. Су тағдин чүшүш арқилиқ һәрхил
          минераллиқ маддиларни еритиду, буниңда суниң хусусийити өзгириду. Суда
          дәм вә пурақ пәйда болиду. Су иссиқ яки соғ шәкилдә учириши мүмкин. Өзиниң
          йеңи сапалири билән йәрниң үстигә чиққан суни – минераллиқ су дәп атайду.

          Униң тәркивидә туз вә ериған газлар бар. Минераллиқ сулар һәрхил ағриқларни
          давалашта қоллинилиду.


            Тәтқиқ қилиңлар

               Суда һәрхил маддилар қандақ ерийду? Тәтқиқ жүргүзүп нәтиҗисини җәдвәл
            түридә көрситиңлар.

             Мадда        Ерамду яки еримамду? Қандақ ерийду?                    Өзгиришләр барму?
             Туз
             Крахмал

             Қум
             Топа

               Өз ишиңларни қандақ тәкшүрүш керәклигини билиш үчүн «Яш тәтқиқатчиниң
            ениқлимисини» пайдилиниңлар.


            ?   Биләмсиләр?


               Күмүчниң давалаш хусусийити һәммимизгә әзәлдин тонуш. Бизниң әҗдатлири-
            миз тамақни күмүч қачиларда истимал қилған, суниму күмүч комзәкләрдә сақлиған.
            Күмүч суда аз миқдарда ерийду. Ериған күмүч суни тазилайду. Күмүч билән бей-
            итилған су, чишларниң саламәтлигигә яхши тәсир қилиду, һәрхил бактерияләрни
            уҗуқтуриду вә оғилиқ маддиларни йоқитиду. Мундақ су узақ вақитқичә өз хусу-
            сийитини йоқатмайду.





                                                                                                11-дәрис      75
   70   71   72   73   74   75   76   77   78   79   80