Page 71 - 4_Естествознание
P. 71

Тәтқиқ қилиңлар                                                      Ойлиниңлар

               Суниң айлиниши қандақ әмәлгә ашиду?                                Суниң айлиниш җә-
                                                                              рияниға өсүмлүкләр қат-
                  textbooks nis edu kz
                                                                              нишамду?




                                                                              Әстә сақлаңлар!


                                                                                  Суниң тәбиәттә айли-
                                                                              ниш җәрияниға деңиз вә
                                                                              океанлар, дәрия вә көл-
                                                                              ләр, музлуқлар, йәр асти
                                                                              вә атмосферилиқ сулар
                                                                              қатнишиду.


             Тәбиәттә суниң тохталсиз һәрикити йүз берип туриду. Су гидросфера вә

          йәрниң үстидин атмосфериға көтирилип, андин қайтидин йәргә чүшиду. Бу һорға
          айлиниш, нәмлишиш, йеғин-йешинларниң йеғиши вә суларниң жиғилиши охшаш
          төрт җәриянға бағлиқ әмәлгә ашиду.
             Күн нури суниң үсти қисмини қизитиду. Суниң үсти қисми қизип, һорға айлинип,
          жуқуриға көтирилиду. Һор һаваниң соғ салмақлири билән қошулуп булутларға

          айлиниду. Һор совуш арқилиқ қайтидин суюқлуқ һаләткә өтүп йеғин-йешин
          түридә йәргә чүшиду. Йеғин-йешинлар су амбарлириға чүшүш арқилиқ уларни
          қайтидин көпәйтиду. Суниң бир қисми йәргә сиңип өсүмлүкләрни озуқландуриду.

          Иккинчи қисми йәргә сиңип, тазилинип йәр асти сулирини һасил қилиду. Йәр асти
          сулири булақ түридә жуқуриға көтирилип дәрия вә көлләргә қуйилиду. Йәрниң
          үсти қизиғанда су қайтидин һорға айлинип жуқуриға көтирилиду. Суниң мундақ
          һәрикити – суниң тәбиәттики айлиниши дәп атилиду.



            ?   Биләмсиләр?



               Йеғин-йешин түридә күнигә йәргә 306 миллиард
            литрға йеқин су чүшиду. Силәр ямғур шәклидә көрүп
            турған су тамчиси, икки ай бурун океанниң сулири
            болған. Чөлгә яғқан ямғур қумға йәтмәй һорға айли-
            нип кетиду.





                                                                                                 9-дәрис      71
   66   67   68   69   70   71   72   73   74   75   76