Page 73 - 4_Естествознание
P. 73

Немишкә һәрхил?

             Негеш немишкә йеғин-йешинларниң һәрхил болуши үстидә ойланди. Бу соалға
          җавап бериш үчүн, у кластер түзди. Негешқа ишини аяқлаштурушқа ярдәм қилиңлар.
                  textbooks nis edu kz
                                     Муз бөлчәклири бирикип булут һасил қилиду.


                   Атмосферида һава совуйду вә муз                Муз бөлчәклири пәйдин-пәй салмақ
                        бөлчәклиригә айлиниду.                    елип, йәргә чүшиду.



              Һор ... көтирилиду.

                                                    Әгәр йәр бетидә һава           Әгәр йәр бетидә
                                                    иссиқ болса, у вақитта         һава соғ болса,
                 Су йәрниң үстигә... .              ... .                          у вақитта ... .



             Йеғин-йешинлар булутлардин пәйда болиду.                         Әстә сақлаңлар!
          Йәрдин көтирилгән һор атмосфериниң жуқарқи                              Булутлардин суюқ вә

          қатламлирида муз бөлчәклиригә айлиниду. Өз но-                      қаттиқ һаләттә яғидиған
          витидә муз бөлчәклири қошулуп булут һасил қилиду.                   суни йеғин-йешинлар
          Булутлардин суюқ вә қаттиқ һаләттә чүшидиған су                     дәймиз.
          йеғин-йешинлар дәп атилиду.

             Шәлдәм вә қиру - бу һорниң башқа нәрсиләрниң
          үстигә қонуши нәтиҗисидә пәйда болидиған нәм.                          Ойлиниңлар
          Нәмниң тамчиға айлиниши яки қетип қелиши һаваниң                        Чөлләрдә йеғин-йе-
          температурисиға бағлиқ болиду. Һавада топланған                     шин боламду?

          һорлардин туман пәйда болиду. Қишниң соғ күнли-
          ри дәрәқләрниң путақлирида, электр симлирида
          вә башқа нәрсиләрдә қируниң непиз қәвити пәйда
          болиду. Қар вә ямғурға охшаш мөлдүрму асманниң

          жуқарқи қатлимида пәйда болиду. Мөлдүр язниң ис-
          сиқ күнлири яғиду. У йоған һәм қаттиқ болғанлиқтин
          йеза егилигигә көп зиян кәлтүриду.

            ?   Биләмсиләр?


               Йеғин-йешинларни өлчәш үчүн мәхсус әсвап қол-
            линилиду. У йеғин-йешинни өлчәш әсвави дәп атилиду
            (осадкомер).



                                                                                                10-дәрис      73
   68   69   70   71   72   73   74   75   76   77   78