Page 27 - 4_Естествознание
P. 27
Сүрәтләргә қарап ейтип бериңлар
Сүрәтләрдә қайси җәриян көрситилгән? Қандақ ойлайсиләр, бу йәрдә қандақ пай-
дилиқ қезилмилар елиниватиду? Пайдилиқ қезилмилар билән бағлиқ қандақ мутәхәс-
сисликләрни билисиләр?
textbooks nis edu kz
Тәтқиқ қилиңлар
Беналарни қуруш үчүн қандақ пайдилиқ қезилмилар
ишлитилиду?
Пайдилиқ қезилмилар һәрхил йоллар арқилиқ Ойлиниңлар
елиниду. Йәрниң бетигә йеқин җайлашқан канни Пайдилиқ қезилми-
экскаваторлар билән қезиш, бу усул – очуқ усул ларни елиш җайлириниң
арқилиқ қезип елиш дәп атилиду. Қезип елинған охшашлиғи билән пәрқи
җайларда йоған чоңқурлуқлар - карьерлар пәйда немидә?
болиду. Қезип елинған канни машиниларға бесип,
қайта ишләш җайлириға әвәтилиду.
Йәр қәвитиниң чоңқур қатламлириға җайлашқан
канларни елиш үчүн шахтилар қурулиду. Бу-канни
йепиқ усул билән елиш дәп атилиду. Шахтиларда
қезилған кан мәхсус вагонлар арқилиқ йәр үстигә
чиқирилиду.
Нефть- йәр астида суюқ һаләттә учришидиған қара
рәңлик пайдилиқ қезилма. Нефтьни бурғилаш усули
арқилиқ алиду.
Әстә сақлаңлар!
Пайдилиқ қезилмилар йәрниң астида ятиду. Улар
карьерларда очуқ ,шахтиларда йепиқ усул билән ели-
ниду. Суюқ шәкилдики пайдилиқ қезилмилар бурғилаш
усули арқилиқ елиниду.
1-дәрис 27