Page 29 - 4_Естествознание
P. 29

Тәтқиқ қилиңлар                                                      Ойлиниңлар

               Пайдилиқ қезилмилар қандақ пәйда болиду?                           Тәбиәттә қандақ ал-
                                                                              тун бар?
                  textbooks nis edu kz






              төмүр рудиси              көмүр               туз



             Йәр қатлими тағ жинислиридин тәркип тапқан. улар
          қаттиқ, суюқ вә порпаң болиду. Вулкан етилғанда йәр

          үстигә магмилар еқип чиқиду. Улар музлап, қаттиқ
          җинисларға айлиниду. Бу җинислар магмилиқ тағ
          җинислири дәп атилиду. Гранит, төмүр, алтун, күмүч-
          магмилиқ тағ җинислириға ятиду. Улар көпинчә тағлиқ

          тәвәләрдә учришиду.
             Йәр үстигә һәрхил маддиларниң тиниши арқилиқ
          тинма җинислар пәйда болиду. Тинма тағ жинислири
          түзләңләрдә учришиду. Уларниң көпчилиги йәр

          бетигә тирик организмлар қалдуқлириниң тинишидин
          вә зичлинишидин пәйда болған. Мәсилән, көмүр  Әстә сақлаңлар!
          қедимий җаңгал дәрәқлириниң йопурмақлириниң
          зичлинишидин пәйда болған. Бор билән һак –                              Тәбиәттә тинма вә маг-

          һайванлар устиханлириниң қалдуқлириниң чириши                       милиқ җинислар моут.
          нәтиҗисидә пәйда болған. Туз канлири қедимий деңиз
          вә океанларниң орнида пәйда болған.

            ?   Биләмсиләр?



               Тағ җинисларни минераллар дәп атайду. Улар
            бир-биридин тәркиви вә сиртқи көрүнүши бойичә
            пәриқлиниду. Минералларниң көпчилиги кристаллар-
            дин түзүлгән. Кристалл бу көп қирлиқ тәбиий җисим.
               Алмас, платина, таза мис, графит аз учрайдиған

            минераллар қатариға ятиду. Бизниң елимизда кварц,
            дала шпати, мөлдүр қәвәтлик минераллар учрайду.




                                                                                                              29
                                                                                                 2-дәрис      29
   24   25   26   27   28   29   30   31   32   33   34