Page 31 - 4_Естествознание
P. 31
Көмүр Шәртлик бәлгүләр
Силәр көмүр тоғрилиқ йәнә немиләрни биливал- Бу шәртлик бәлгүләр-
диңлар? У қәйәрдә пайдилинилиду? Ейтип бериңлар. ни силәр қәйәрдә учри-
textbooks nis edu kz
Башқа йеқилғулуқ пайдилиқ қезилмиларниң қандақ пәйда тишиңлар мүмкин? Қандақ
болғанлиғи тоғрисида өз пикриңларни ейтиңлар. ойлайсиләр, уларни немә
үчүн қоллиниду?
көмүр нефть газ
өсүмлүк торф қоңур көмүр таш көмүр
Көмүр – ташқи көрүнүши бойичә пақирайдиған металлға охшайдиған қара
вә қоңур-қара рәңдики қаттиқ пайдилиқ қезилма. Нефть – қара рәңдики қоюқ
һаләттики суюқлуқ. Газ пуриғи йоқ вә көзгә көрүнмәйдиған мадда.
Ойлиниңлар
Қазақстан терри-
ториясиниң қайси
җайлирида нефть
вә газ канлири җай-
лашқан?
Көмүр миллионлиған жиллар давамида қедимий дәрәқләрниң йопурмақли-
риниң үсти-үстигә чүшүп зичлиниши нәтиҗисидә пәйда болған. Күндилик һаятта
көмүр йеқилғу сүпитидә қоллинилиду. Көмүрдин лак, сир, пластмасса вә әтир
ишләп чиқириду.
Қазақстанда көмүр Қарағанда билән Экибастузда чиқиду.
Нефть деңиз вә океанларниң түвидә тирик организмларниң қалдуқлириниң
топлиниши нәтиҗисидә пәйда болған, Нефтьтин бензин, керосин, солярка, па-
рафин, лак, синтетикилиқ жип вә башқиму қиммәтлик нәрсиләрни ясайду.
Нефть Атырау, Маңғышлақ, Ақтөбә, Ғәрбий Қазақстан вә Қизилордавила-
йәтлиридә чиқиду. Қазақстандики әң көп нефть елинидиған кан - Кашаған болуп
һесаплиниду. У 2000-жили тепилған. Қашаған елимизниң ғәрбий тәрипидә Аты-
рау шәһиридин 80 километр жирақлиқта җайлашқан.
Нефтьни бурғилаш газ елиш билән биллә әмәлгә ашурилиду. Бу ишлар әң чоң
үч нефть канлирида әмәлгә ашурилиду. Улар Қарашаған, Қашаған вә Тенгиз.
3-дәрис 31