Page 70 - 4_Естествознание
P. 70
Архимед қанунини ким ачти?
Биливалисиләр: Тирәк сөзләр
textbooks nis edu kz
• Архимед тоғрисидики ривайәтни;
• суға чөккән җисимлар билән немә йүз Архимед
беридиғанлиғини. иштириш күчи
Эврика!
Биләмсиләр
мениң исмим Мәшһур грек математиги, физиги вә астрономи
Эврика. Қандақ Архимед тоғрисида ривайәт бар.
ойлайсиләр, Бир заманларда Сиракузы шәһиридә Гиерон
немишкә? исимлиқ падиша яшиған. У әң йоған таҗға егә болушни
арман қилған. Падиша өзигә зәргарни чақирип, униңға
он фунт алтундин таҗ ясашни тапшурди. Зәргар
униң тапшурмисини орунлиди. Бирақ падиша иш
җәриянида зәргарниң алтунниң бир қисмини күмүч
билән алмаштурғанлиғини гуман қилди. Шуниң үчүн
Архимедни буни тәкшүрүшкә тәклип қилди. Архимед
бу соал үстидә бир нәччә күн ойланди, бирақ җавап
тапалмиди. Бир күни у ваннида жуюнушқа қарар қилди.
Уни су билән толтурди. Архимед суға чүшкәндә, суниң
бир қисми йәргә төкүлди. Мана бу һадисә мәсилиниң
йешилиши болди. Өзиниң йеңилиғиға хошал болған
Архимед кочиға жүгрәп чиқип, үниниң баричә «Эврика!
Эврика!» йәни «Таптим! Таптим!» дәп вақириди.
Архимедниң қарари
Немишкә су ванниниң сиртиға чиқип кәтти? Силәргә
мундақ һадисини байқашқа тоғра кәлдиму? Ейтип
бериңлар.
Қандақ ойлайсиләр, әгәр су толтурулған қачиға һәҗими
җәһәттин охшаш төмүр вә пластикилиқ шарларни салсақ,
немә йүз бериду? Архимед йеңилиғини өз алдиңларға
орунлап көрүңлар. Өзәңларниң ениқлимисини йезиңлар.
70 2-бөлүм. 4-қисим. Күч вә һәрикәт