Page 72 - 4_Естествознание
P. 72

Әкси иштириш күчи дегинимиз немә?




            Биливалисиләр:                                                             Тирәк сөзләр
                  textbooks nis edu kz
              •  әкси иштириш күчи дегинимиз немә вә у

                 қандақ һәрикәт қилиду?                                             әкси иштириш күчи
                                                                                    архимед күчи

             Ениқлаңлар

                Еғирлиқ күчи судики җисимларға тәсир қиламду?
                Қандақ җисимлар суда чөкиду?
                Немишкә бәзи бир җисимлар суда чөкмәйду?











                Биз еғирлиқ күчиниң тәсиридин барлиқ җисимларниң йәргә тартилишини
             билимиз. Суда турған җисимларғиму еғирлиқ күчи тәсир қилиду.Буниңда бир
             җисимлар суға чөкиду, иккинчилири су үстидә ләйләп туриду, үчинчилири, мәсилән,

             су асти кемилири суниң оттура қәвитидә үзиду. Бу немә сәвәптин йүз бериду?


             Ким күчлүк?

                Сүрәткә қараңлар. Кимгә ташни көтириш оңай?
                                                                                   Силәргә  суда  туруп
                                                                                еғир нәрсиләрни көти-
                                                                                ришниң оңайлиғини бай-
                                                                                қашқа тоғра кәлдиму?

                                                                                Немишкә шундақ боли-
                                                                                ду? Адәмниң су бетидә
                                                                                мәһкәм туришиға немә
                                                                                ярдәм бериду?

                                                                                   Суға чүшкән һәр қан-
                                                                                дақ җисимға әкси ишти-
                                                                                риш күчи тәсир қилиду.
                                                                                Бу күчни Архимед күчи

                                                                                дәп атайду.


        72
        72        2-бөлүм. 4-қисим. Күч вә һәрикәт
   67   68   69   70   71   72   73   74   75   76   77