Page 85 - 4_Естествознание
P. 85
Архимед қануни қедимий грек алими Архимедниң һөрмитигә аталған
иштириш күчиниң қануни.
Заряд җисимларниң электрлиқ хусусийитини көрситидиған
textbooks nis edu kz
бирлик.
Йоруқ мәнбәси йоруқлуқ чиқиридиған җисим (тәбиий вә сүнъий).
Түгәйдиған запаси чәкләнгән тәбиий ресурслар.
ресурслар
Карьер пайдилиқ қезилмиларни очуқ усул билән елиш
нәтиҗисидә пәйда болған чоңқурлуқ.
Комета муздин түзүлгән созулған орбитиси бойичә Күн систе-
мисиға киридиған кичик җисим. Күнгә йеқинлашқанда,
газ вә чаңлардин ибарәт қуйруқ һасил қилиду.
Йеник металлар йеник салмаққа егә металлар.
Материк һәр тәрәптин су билән жуюлидиған чоң қуруқлуқ
қисми.
Қуш йоли бизниң Галактикимизниң атилиши.
Түгимәйдиған запаси чәкләнмигән тәбиий ресурслар.
ресурслар
Рудилиқ әмәс қурулушта вә ишләп чиқириш саһасида
пайдилиқ қезилмилар қоллинилидиған металл әмәс тәбиий пайдилиқ
қезилмилар.
Нефть йеқилғулуқ пайдилиқ қезилмиларға ятидиған май
шәклидики суюқлуқ.
Бейитиш қиммәт минералларни бош җинислардин аҗритиш
мәхситидә әмәлгә ашидиған жәриян.
Муһит Йәр бетидики чоң һәҗимгә егә су бошлуғи.
Сәл тағ җинислириниң топилиқ массилириниң төвәнгә
қарап силҗиши.
Тинма җинислар тағ қирлириниң, чоққиларниң бузулуши, судики
минераллиқ маддиларниң вә тирик организмларниң
тинип кетиши нәтиҗисидә пәйда болған җинислар.
Глоссарий 85