Page 81 - 4_Естествознание
P. 81
Тәкрарлаш
Силәр қилалайсиләр:
textbooks nis edu kz
БАШЛИНИШИ
• тәбиәтшунаслиқ тоғрисида алған
билимиңларни мустәһкәмләшни;
• аталғу вә чүшәнчиләрни тәкрарлашни.
Негеш билән Эврика силәргә ахирқи сәргүзәштләрни
тәйярлап қойди. Маршрут арқилиқ меңип, билим
сандуғуңларни толтуруңлар. Силәргә жил давамида алған
билимиңлар ярдәм бериду.
Блиц-мусабиқиси
• Адәмләр қоршап турған муһиттин мәлуматни қандақ алиду?
• Литосфрениң жуқарқи қисми немидин туриду вә у қандақ атилиду?
• Жил пәсиллириниң алмишишида йәр шариниң алаһидилиги қандақ роль
ойнайду?
• Муһитда үзүп жүргән муз парчисиға қандақ күчләр тәсир қилиду?
Ядиңларға елиңлар
Уруқларниң тарқилишиға
тәбиәт һадисилири қандақ
қатнишиду. Ейтип бериңлар.
Чүшәндүрүңлар
Бизниң Галактикимизда 100
миллиард юлтуз бар. Алимларниң
пикри бойичә, уларниң һәр қайсиси
өз алдиға бир сәйяригә егә.Қандақ
ойлайсиләр, алимлар йәрдә
туруп буни қандақ ениқлиди?
Йоруқлуқниң тарилишиға тосалғулуқ
қилидиған нәрсиләр тоғрилиқ
алған билимиңларни пайдилинип,
чүшәндүрүп көрүңлар.
Тәкрарлаш 81