Page 84 - 4_Естествознание
P. 84

Аталғуларниң изаһлиқ луғити (глоссарий)






                  textbooks nis edu kz
              Архимед күчи                   йәрниң тартилиш күчигә қарши қаритилған җисимға суда
                                             вә һавада тәсир қилидиған күч.

              Астероид                       өз орбитисида Күнниң әтрапида айлинидиған анчә
                                             йоған әмәс каинатлиқ җисим.

              Бáррель                        нефтьниң өлчәм бирлиги. 1 баррель 158 литрға тәң.



              Бурғилаш                       Йәр астидики суюқ һаләттики пайдилиқ қезилмиларни
                                             насосларниң ярдими билән елиш үчүн йәр қатлимини
                                             бурғилаш яки тешиш.

              Ойманлиқ                       қоршап турған әтрапқа бағлиқ йәрниң үстүнки
                                             бетиниң төвәнлиши.

              Иштириш күчи                   төвәндин жуқуриға қаритилған, суюқлуқ яки газға
                                             җайлашқан һәр қандақ җисимға тәсир қилидиған күч.

              Қисип чиқириш                  бир нәрсә иккинчи бир нәрсиниң орнини егиләйдиған
                                             жәриян.

              Газ                            1. Йеқилғулуқ пайдилиқ қезилма.
                                             2. Газ һаләттики йеқилғу.

              Галактика                      тартилиш күчи арқилиқ бир бири билән бағлинип
                                             турған юлтуз, газ, чаңлардин түзүлгән чоң система.

              Тағ                            Йәр рельефиниң егиз шәкли.

              Тағлиқ җинислар                Йәрниң үстүнки бетидә иссиқ магмиларниң совуп
                                             кетиши нәтиҗисидә пәйда болған җинислар.

              Йеқилғулуқ пайдилиқ  йеқилғу сүпитидә қоллинилидиған пайдилиқ
              қезилмилар                     қезилмиларниң түри. Очуқ яки бурғилаш усули
                                             арқилиқ елиниду.

              Қиммәт баһалиқ                 тәбиәттә аз учрайдиған пақираш хусусийитигә егә
              металлар                       металлар. Уларни безәлләш буюмлирини ясаш үчүн
                                             пайдилиниду.







        84        Глоссарий
   79   80   81   82   83   84   85   86   87   88