Page 63 - 4_Естествознание
P. 63

Шамал қандақ пәйда болиду?
                                                                           Ойлиниңлар
             Һаваниң қозғилишиға күн энергияси қандақ                       Шамал йоқап кәтсә, бизниң
          тәсир қилиду? Әхбарат графикисиниң ярдими                      сәйяримизда қандақ өзгириш-
          арқилиқ шамалниң қандақ пәйда болушини                         ләр йүз бериши мүмкин?
                  textbooks nis edu kz
          чүшәндүрүңлар.


















                                                     күн                                        түн


             Күнниң нури тик тарқилиду вә йәрниң үстүнки қатлимини қизитиду. Йәрдин
          чиққан иссиқтин һава қизийду. Иссиқ һава йениклишип, жуқуриға көтирилиду.
          Йәргә қариғанда, су аста қизиғанлиқтин, униң үстүнки тәрипи соғ болиду. Соғ

          һава судин қуруқлуққа қарап қозғилип, иссиқ һава билән алмишиду. Биз шамал
          дәп атайдиған һаваниң қозғилиши мошундақ пәйда болиду. Кечиси һәммә нәрсә
          әксинчә болиду. Су қуруқлуққа қариғанда аста совуғанлиқтин, униң үсти тәрипи
          қизийду. Иссиқ һава жуқури көтирилиду. Униң орниға қуруқлуқтин соғ һава

          қозғилиду. Шундақ қилип, кечиси шамал қуруқлуқтин су тәрәпкә қарап чиқиду.

          Бөлмиләр қандақ иссийду?

             Схемиларға қарап чиқиңлар. Улар бойичә һәрбир бөлмидики һаваниң қандақ

          қозғилидиғанлиғини ейтип бериңлар. Қандақ ойлайсиләр, бөлмини исситишниң қайси
          түри әң қолайлиқ? Немишкә?






















                                                                                                 5-дәрис      63
   58   59   60   61   62   63   64   65   66   67   68