Page 10 - 4_Естествознание
P. 10
Көләңгини өзгәртишкә боламду?
Биливалисиләр: Тирәк сөзләр
textbooks nis edu kz
• көләңгиниң һәҗиминиң немигә бағлиқ
екәнлиги тоғрисида. йоруқлуқ мәнбәси
тосалғулуқлар
Блиц-мусабиқә
• Көләңгә дегинимиз немә?
• У қандақ пәйда болиду?
• Немишкә айниң тутулуши йүз бериду?
Тошқан бөридин йоғанму?
Негеш билән Эврика көләңгиләр театрида спектакль
көрүватиду. Мошу спектакльдин үзүндини қараңлар.
Көләңгә бойичә қәһриманларни билип алаламсиләр?
Чөчәкниң намини тепип көрүңлар. Немишкә тошқанниң
көләңкиси бөриниңкидин йоған? Актерларниң
көләңгиләрниң һәҗимини қандақ өзгәртивалғанлиғини
көз алдиңларға кәлтүрүңлар.
Тәтқиқ қилиңлар
Көләңгиниң һәҗими немигә бағлиқ?
Керәклик нәрсиләр:
• үстәл ламписи,
• картондин ясалған фигура,
• сизғуч яки өлчигүчи лента
10 2-бөлүм. 1-қисим. Тәбиәт физикиси