Page 8 - 4_Естествознание
P. 8

Йоруқниң жутулуши дегинимиз немә?




            Биливалисиләр:                                                             Тирәк сөзләр
                  textbooks nis edu kz
              •  йоруқниң жутулушиниң немә екәнлиги;

              •  бу һадисиниң қандақ әһмийәткә егә екәнлиги                           йоруқ
                 тоғрисида.                                                          йоруқни жиғиш
                                                                                     призма

               Блиц-мусабиқә


               •  Әтрапиңларда қандақ рәңләрни көрүватисиләр?
               •  Бизни қоршап турған йоруқ қандақ рәңдә?
                   Немишкә?


             Һасан-һүсәнниң рәңлири

                Һасан-һүсәнниң рәңлирини атаңлар. Улар қандақ пәй-

             да болиду? Қандақ ойлайсиләр.
                Сүрәтләрни селиштуруңлар. Уларда қандақ охшашлиқ
             бар? Һасан-һүсәнниң йәттә рәңгиниң қандақ пәйда болу-
             шини тәхмин қилип көрүңлар.

                Силәргә «йоруқ рәң» дегән ибарини пат-пат аңлашқа тоғра кәлгән болуши
             мүмкин. Әслидә бу йоруқ рәң силәргә мәлум йәттә түрлүк рәңдин пәйда болиду.

             Бу йеңилиқни 1672-жили инглиз алими Исаак Ньютон ачти. Тәтқиқат җәриянида
             у йоруқлуқниң әйнәк призмидин өтүш арқилиқ алайтән йәттә рәңгә аҗиришини
             байқиди. Улар монулар: қизил, беғирәң, сериқ, йешил, һаварәң, көк, гүлнәпшәрәң.
             Һасан-һүсән қандақ пәйда болиду? Ямғурдин кейин күн нури һавадики су там-

             чилириға чүшиду. Тамчилардин өтүш арқилиқ йоруғи йәттә рәңгә аҗирайду. Су
             тамчилири призминиң ролини атқуриду.


               Тәтқиқ қилиңлар

                  Йоруқ рәң қандақ пәйда болиду?
                  Керәклик нәрсиләр:
                  •  рәңлик қериндашлар,

                  •  қайча,
                  •  картон қәғизи.



        8         2-бөлүм. 1-қисим. Тәбиәт физикиси
   3   4   5   6   7   8   9   10   11   12   13