Page 42 - 4_Естествознание
P. 42
Пайдилиқ қезилмиларни немә билән
алмаштурушқа болиду?
textbooks nis edu kz
Биливалисиләр:
• пайдилиқ қезилмиларни ихтисатлиқ пайдилинишниң қандақ амиллири
бар екәнлиги тоғрисида.
Блиц-мусабиқә
• Пайдилиқ қезилмилар запаслири дегинимиз немә?
• Түгәйдиған ресурсларға немиләр ятиду?
• Түгимәйдиған ресурсларни атап бериңлар?
Тәбиийму яки сүнъийму?
Негеш билән Эврика икки түрлүк сүрәтләрни жиғди. Уларни селиштуруңлар.
Негешниң сүрәтлиридики нәрсиләр тоғрисида немә ейталайсиләр? Эврикиниң
сүритидики нәрсиләр тоғрисидичу?
Немишкә адәмләр тәбиий материалларни сүнъий материаллар билән алмаштури-
ду? Қандақ ойлайсиләр?
Энергия мәнбәлирини пайдилиниш
Пиктограммиларни
оқуңлар. Пайдилиқ қезил-
миларни ихтисат қилиш
билән энергия мәнбәлири-
ни пайдилинишниң ариси-
да қандақ бағлиниш бар?
42 2-бөлүм. 2-қисим. Маддилар вә уларниң хусусийәтлири. Тәбиий ресурслар