Page 44 - 4_Естествознание
P. 44
Пайдилиқ қезилмиларни елишниң ақивәтлири
Биливалисиләр: Тирәк сөзләр
textbooks nis edu kz
• пайдилиқ қезилмиларни қезип елишниң қандақ сәл
ақивәткә елип келидиғанлиғи тоғрисида.
гүмүрүлүп чүшүш
Карьер террикон
Көмүр чиқиридиған хаңға сәяһәткә барғанда Негеш
билән Эврика һәрхил һадисиләрни байқиди. Улар өзлири
көргән нәрсиләрниң модельлирини ясимақчи болди.
Қандақ ойлайсиләр, бу модельларниң ярдими арқилиқ
улар немини көрсәтмәкчи болди? Буниң пайдилиқ Ойлиниңлар
қезилмиларни елишқа қандақ алақиси бар? Немә сәвәптин йәрдә йе-
риқ пәйда болди?
Пайдилиқ қезилмиларни елиш йәрниң барлиқ саһалириға өз тәсирини йәт-
күзиду. Шахтилар билән хаңларниң қурулуши йәрниң рельефиға өз тәсирини
йәткүзүп, сәлләргә, гүмүрүлүп чүшүшләргә, тағлар билән түзләңләрниң вәйран
болушиға елип келиду, йәни литосферини өзгәртиду. Пайдилиқ қезилмиларни
йәр астидин қезип алғанда жуқуриға наһайити көп миқдарда керәк әмәс җи-
нислар чиқирилиду. Улар терриконлар дәп атилидиған сүнъий дөңләрни һасил
қилиду. Бу йәрләрдә өсүмлүк вә дәрәқләр өсмәйду. Бу тәркивидә адәм балиси
үчүн зиянлиқ маддилар бар нурғунлиған бош йәрләрдур. Терриконлар ямғур
сүйи билән жуюлуп, униңдики зиянлиқ нәрсиләр тәбиий су амбарлириға чүшиду.
Мошу арқилиқ улар гидросфериға өз тәсирини йәткүзиду.
44 2-бөлүм. 2-қисим. Маддилар вә уларниң хусусийәтлири. Тәбиий ресурслар