Page 52 - 4_Естествознание
P. 52

Тағлар вә түзләңләр




            Биливалисиләр:                                                             Тирәк сөзләр
                  textbooks nis edu kz
              •  йәр рельефиниң түрлирини;

              •  тағ вә түзләңләрниң алаһидиликлирини.                              Йәр рельефи
                                                                                    тағ
                                                                                    түзләң
             Сәяһәттә                                                               ойманлиқ

                Сүрәтләргә  қарап  Не-
             геш билән Эврикини қәйәр-
             ләрдә болғанлиғини ениқлап
             көрүңлар.


             Рельеф дегинимиз
             немә?


                Йәр бетиниң қандақ
             шәкиллирини билисиләр?
             Атап бериңлар.

                Йәр бетиниң һәрхил шәкиллири униң рельефи дәп
             атилиду. Йәр рельефи асасий икки түргә бөлүниду:
             тағлиқ вә түзләңлик. Йәрниң кәң вә түз бети түзләңләр

             дәп атилиду. Тағлар - бу әң йоған рельеф. Тағларда
             егизликләр түридики чоққилар вә тағ тизмилири бар.

             Йәр рельефи


                Схемиға қараңлар. Тағ вә түзләңләргә ятидиған                                          8848 м
             рельеф түрлирини атап бериңлар. Санлар немини
             көрситиватиду? «Ойманлиқ» дегән чүшәнчигә ениқ-                  2000 м           егиз тағлар
             лима берип көрүңлар.                                  1000 м           оттура тағлар

                                                        500 м          пака тағлар
                                                 300 м      тағ қирлири
                                                      тағ етәклири
                                            дөң
                               200 м   түзләң   Түзләңләрниң

           0 м      100 м   пәс тәкшилик        түрлири                   Тағларниң түрлири
                         ойманлиқ


        52        2-бөлүм. 3-қисим. Йәр вә каинат
   47   48   49   50   51   52   53   54   55   56   57