Page 54 - 4_Естествознание
P. 54

Бизниң елимизниң рельефи қандақ?




            Силәр тонушисиләр:
                  textbooks nis edu kz
              •  Елимизниң рельефиниң алаһидиликлири билән.



               Блиц-мусабиқиси

               •  Йәр бетидә қандақ чоң тағлар билән түзләңләр бар?

               •  Тағлар қандақ түрләргә бөлүниду?

               •  Түзләңләрниң қандақ түрлири бар?
             Тағ


                Бизниң елимиздә қандақ тағлар бар?
                Улар қандақ атилиду?
                Адәмләр тағларни қандақ пайдилиниду?                 Җоңғар Алитеғи
             Түзләң


                Немә сәвәптин бу йәрдә ашлиқ өстүрилиду? Бу ре-
             льеф билән қандақ бағланған? Силәр туруватқан җайниң
             рельефи тоғрилиқ ейтип бериңлар.                                             Алтай тағлири
















                  тәкши түзләң                                                            дөңлүк түзләң


                Елимиз территориясиниң рельефи һәр хил. Бу йәрдә егиз тағлар вә дөңләр,
             түзләңләр билән ойманлиқлар бар. Физикилиқ хәритидә түзләңләр йешил рәң
             билән бәлгүлиниду. Улар қедимийларда қуруп кәткән дәрия вә көлләрниң орнида

             пәйда болған. Йешил рәңниң үстидә сериқ рәң билән үстүртләр бәлгүлиниду. Бир
             биригә йеқин җайлашқан төпиликләр үстүртләр тизмисини һасил қилиду. Тағлар
             хәритидә қоңур рәң билән бәлгүлиниду. Тағ қанчә егиз болса, униң рәңги қара-

             қоңур рәң билән көрситилиду.


        54        2-бөлүм. 3-қисим. Йәр вә каинат
   49   50   51   52   53   54   55   56   57   58   59