Page 79 - 4_Естествознание
P. 79

Тәтқиқ қилиңлар

               Тухумни қандақ қилип суда үзүшкә
            мәҗбурлашқа болиду?
                  textbooks nis edu kz
               Керәклик нәрсиләр:
               •  хам тухум,
               •  су қуюлған қача,
               •  туз,
               •  ашхана қошуғи.
               Тузни суда еритип, униңға тухумни
               селиңлар. Байқаңлар, немә йүз бәрди.


            ?   Биләмсиләр?



               Кит- әң йоған һайванларниң бири. Униң еғирлиғи 130-150 тонна, егизлиги
            30 метрдин ошуқ. Йоған болушиға қаримай, кит 800-1000 метр чоңқурлуққичә
            чөкәләйду вә суниң үстигә үзүп чиқиду. Кит буни қандақ қилиду? Океанниң үсти-
            гә көтирилиш үчүн у өпкисини
            һава билән толтириду. Бу китниң
            һәҗимини йоғартиду. Буниң билән
            биллә Архимедниң иштириш күчи
            көпийиду. Чоңқурлуққа чөккәндә
            кит өпкидики һавани сиртқа чиқи-
            риду.








              Ойлиниңлар

               Өлүк деңиз тоғрисида немә билисиләр?
               Немишкә Өлүк деңизда адәмниң тени суға чөкмәй-
           ду? Ойлинип көрүңлар?


                                                                               Әстә сақлаңлар!

                                                                                  Әгәр Архимед күчи
                                                                              җисимға тәсир қилидиған
                                                                              еғирлиқ күчидин аз болса,

                                                                              җисим чөкиду.




                                                                                                 5-дәрис      79
   74   75   76   77   78   79   80   81   82   83   84