Page 64 - 4_Естествознание
P. 64

Шамал қандақ пайда вә зиян елип келиду?




            Биливалисиләр:                                                             Тирәк сөзләр


              •  шамалниң қандақ пайда вә зиян елип

                 келидиғанлиғини.                                                   шамалниң йөнилиши
                                                                                    шамалниң илдамлиғи
             Шамал пайдилиқму яки зиянлиқму?

                Сүрәтләргә қараңлар. Уларниң ярдими арқилиқ
             шамалниң қандақ пайдиси вә зийини барлиғини ейтип
             бериңлар. Өз мисаллириңларни кәлтүрүңлар.













                                               2
                                                                                 3
              1   textbooks nis edu kz










              4                                5                                 6


                Қедимийдин тартип адәмләр шамалниң пайдиси тоғрилиқ биләтти. Шамалниң
             илдамлиғи тоғрисидики билимини пайдилинип, улар йәлкәнлик (парус) кемиләрдә

             сәяһәткә атланған. Шамал түгмәнлиридә ашлиқ зираәтлирини угитип унларни
             алған. Шамалниң тәбиәттики әһмийити наһайити чоң. Шамалниң ярдими арқилиқ
             өсүмлүкләрниң уруқлири тарқилиду вә улар көпийиду. Шамал булутларни
             тарқитип, һавани тазилайду. Һазирқи вақитта шамални энергия мәнбәси сүпитидә

             пайдилиниду. Энергияниң бу түри экологиялик вә ихтисат җәһәттин қолайлиқ.
             Уни қоллиниш арқилиқ тәбиий ресурсларни ихтисат қилимиз, қоршап турған
             муһитни паскинлишип кетишидин сақлап қалимиз.
                Бирақ шамал зиян елип келишиму мүмкин. Қаттиқ чиққан шамал электр линия-

             лирини үзүп, дәрәқләрни сундуриду, беналарни вәйран қилиду, көйүватқан җаң-


        64        1-бөлүм. 4-қисим. Маддилар вә уларниң хусусийәтлири. Су вә һава.
   59   60   61   62   63   64   65   66   67   68   69