Page 36 - 4_Естествознание
P. 36

Металлар қандақ болиду?




            Биливалисиләр:                                                             Тирәк сөзләр
                  textbooks nis edu kz
              •  металларниң түрлири тоғрисида;

              •  Қазақстан территориясидики металл                                  рәңлик металл
                 канлириниң қандақ җайлашқанлиғи тоғрисида.                         қиммәт баһалиқ
                                                                                    металл

             Ғалипларни мукапатлаңлар                                               йеник металл

                Марафон мусабиқисиниң ғалиплирини мукапатлаш
             мәрасимида кимду-бири медальларни алмаштуруп қойди.

             Қазилар рәиси ойлинип
             қалди. Униңға ғалипларни
             қандақ медальлар билән
             мукапатлашни ениқлашқа
             ярдәм қилиңлар.



                Һәр бир медальниң қандақ металлдин ясалғанлиғини
             уларниң қандақ бәлгүлири бойичә ениқлидиңлар? Бу
             металларниң групписи қандақ атилиду?
                Немишкә биринчи орун үчүн алтун, иккинчи үчүн күмүч
             вә үчинчи орун үчүн бронза медальлирини бериду?

             Безәлләш буюмлири


                Эврикиниң Негешқа безәлликләр тоғрисида тепишмақ
             ейтқуси кәлди. Бу безәлликләрни Эврика қандақ сөзләр
             билән тәсвирләп бериши мүмкин? Безәлликләрни ясиған-
             да металларниң қандақ хусусийәтлири һесапқа елиниду?








                Руда минераллиридин рәңлик металларни алиду. Рәңлик металларниң нурғун
             түрлири бар. Қоғушун, мис, цинк еғир рәңлик металлар дәп атилиду. Алюминий,
             титан, магнийлар - йеник рәңлик металлар дәп атилиду. Улардин электр симли-
             рини, турмушлуқ қача-қомучларни, машинилар үчүн дискларни ясайду. Алтун вә

             күмүч охшаш қиммәт рәңлик металлардин безәлләш буюмлирини ясайду.


        36        2-бөлүм. 2-қисим. Маддилар вә уларниң хусусийәтлири. Тәбиий ресурслар
   31   32   33   34   35   36   37   38   39   40   41