Page 58 - 4_Естествознание
P. 58
Каинаттики кичик җисимлар
Биливалисиләр: Тирәк сөзләр
textbooks nis edu kz
• астероид вә кометилар тоғрисида
• метеорит тоғрисида; комета
• кичик җисимларниң йәргә тәсири тоғрисида. астероид
Блиц-мусабиқиси
• Каинатта немә бар?
• Бизниң Галактика қандақ атилиду?
• Күн системисидики сәйяриләрни атап бериңлар.
• Күн системисида сәйяриләрдин башқа немиләр бар?
Комета
Схемиға қарап, кометиниң түзүлүшини ейтип бериңлар. Қандақ ойлайсиләр, ко-
метиниң қуйруғи Йәр үчүн ховуплуқму?
комета
қуйруқ ядро
баш қуйруқ
баш
кома қуйруқ кома
кометиниң түзүлүши
Кометилар - бу кечилик асмандики әң йоруқ вә аз учришидиған жисимлар. Улар
Күн системисиниң бир бөлиги болуп, эллипс шәклидә қозғилиду. Күндин жирақ
йәрда комета астероидлардин һеч пәриқ қилмайду. Бирақ Күнгә йеқинлашқанда
биз уни көрәләймиз, сәвәви у комета муздин түзүлгән вә қизиғанда муз ерийду. Һоға
айлиниш нәтиҗисидә кома булутлири пәйда болиду. Андин қуйруғи пақирайду.
Кометиниң қуйруғи һәр қачан униң кәйнидин әгәшмәйду. Комета Күндин қозғалған
чағда қуйруғи униң алди тәрипидә болиду.
58 2-бөлүм. 3-қисим. Йәр вә каинат