Page 60 - 4_Естествознание
P. 60
Каинатниң тәсири
Биливалисиләр: Тирәк сөзләр
textbooks nis edu kz
• Ай билән Күнниң Йәргә тәсирини;
• Каинатниң зиянлиқ тәсиридин Йәр қандақ суниң көтирилиши
қоғдиниду; суниң қайтиши
• Суниң көтирилиши вә қайтиши тоғрисида.
Каинатниң тәсири
Негеш билән Эврика каинатниң Йәргә тәсир қилиши
тоғрисидики мәлуматларни өз ичигә алидиған пиктограм-
миларни түзди. Пиктограммиларни оқуп, һәр қайсиси
тоғрилиқ ейтип бериңлар.
Ойлиниңлар, силәр қандақ пиктограммиларни
түзәләйсиләр? Улар қандақ мәлуматларни өз ичигә алиду?
Күн, Ай вә Йәр
Сүрәтләргә қараңлар. Қандақ каинат жисимлирини
көрүватисиләр? Күн дегинимиз немә? Немишкә? Йәр
дегинимиз немә? Өзәңларниң илмий билимиңларға
асаслинип Күн, Ай вә Йәрниң өзара қандақ бағлиништа
екәнлиги тоғрисида ейтип бериңлар.
Каинаттики барлиқ җисимлар бир бири
билән бағлиништа болиду. Күн Йәр билән
Айниң бир қисмини йорутуп туриду. Күн орбита
юлтуз болғачка, йоруқ чиқириду. Барлиқ Күн
юлтузлар йоруқ чиқириду. Йәр - бу сәйярә. Ай
У Күнниң нурини қайтуриду. Айму Күнниң
нурини қайтуриду. Күн нури Йәрдики һаятниң
моҗутлуғи үчүн әң яхши шараит болуп Йәр
һесаплиниду. Қандақ ойлайсиләр? Немишкә?
Йәр билән Ай каинатта дайим қозғилишта болиду, бирақ уларниң қозғилиши
һәрхил. Ай Йәрниң әтрапида айлиниду, Йәр болса Күнниң әтрапида айлиниду.
Йәр билән Айни өз орбитилирида қандақ физикилиқ күч тутуп туриду?
60 2-бөлүм. 3-қисим. Йәр вә каинат