Page 63 - 4_Естествознание
P. 63
Модель ясаңлар
Йәрниң өз орбитиси-
да Күнниң әтрапида ай-
textbooks nis edu kz
линиш моделини ясаңлар
Күн нуриниң йоллири
Йәр шариниң йоруқлуқ билән бәлгүләнгән қисимли-
рида жилниң қайси пәсли екәнлигини ениқлаңлар? Қан-
дақ ойлайсиләр, жил пәсиллири билән Күн нурлириниң
арисида қандақ бағлиниш бар?
Экваторда
Қандақ ойлайсиләр, экваторда жил пәсиллири қандақ
өзгириду? Сәйяримизниң бу қисмида күн билән түнниң Йеңи жилиңлар
узунлуғи қандақ? билән!
Қайси мәмликәтләр
Йәр бетиниң һарарити униңға Күн нурлириниң йеңи жилни язда қарши
чүшүш булуңлириға бағлиқ. Қиш айлирида Шималий алиду?
йерим шарға Күн аз чүшиду. Шуниң үчүн бу йәрдә күн
қисқа, түн узун болиду. Шималий қутупта қутуплуқ
түн узақ болиду. Яз айлирида Шималий йерим шар
Күнгә көп қарайду. Күн узирип, түн қисқирайду.
Шималий йерим шарда қутуплуқ күн узаққа созулиду.
Өз оқиниң әтрапида айланғанда Йәр күнгә һәр
тәрәплири билән қарайду. Йәрниң айлиниш оқи янту
җайлашқан үчүн Күн нурлири бир йерим шарға тәкши
чүшмәйду: Йәр бетиниң бир қисмиға тик, иккинчисигә Ойлиниңлар
янту чүшиду. Күн нурлири тик чүшкәндә Йәр бетини Әгәр сәйяримиз өз
қаттиғирақ исситиду. Янту чүшкәндә азирақ исситиду. оқида әмәс, пәқәт күнниң
әтрапида айланған бол-
са, Йәрдики һаят қандақ
алаһидилиги билән көзгә
чүшәтти?
7-дәрис 63