Page 32 - 4_Естествознание
P. 32
Немишкә җаниварлар һәрхил озуқлар билән
озуқлиниду?
Тирәк сөзләр
textbooks nis edu kz
Биливалисиләр:
чөпхорлар
• озуқлиниш түригә бағлиқ һайванларниң
қандақ түрләргә бөлүнидиғанлиғини. жиртқуч һайванлар
Терәкниң «турғунлири»
Сүрәткә қараңлар. Һайванат-
ларниң намини атаңлар.
Уларниң һәр қайсиси немә билән
озуқлиниду? Немишкә һайванатлар
һәрхил озуқлиниду? Силәр қандақ
ойлайсиләр?
Һәрхил озуқлар
Сүрәттики һайваларни озуқлинишиға қарап қандақ топларға бөлүшкә
болиду? Немишкә? Һәр топқа нам қоюңлар. Бу топларға йәнә қандақ
һайванларни қошушқа болиду?
Сәйяримиздики барлиқ җанлиқ организмларниң охшаш
озуқлинишини көз алдиңларға кәлтүрүңлар. У чағда қандақ һадисә
йүз бериши мүмкин? Һәммисигә озуқ ресурслири йетәттиму?
Әгәр һәр хил һайванлар охшаш озуқланған болса,
нәтиҗидә озуқ ресурслири пүтүп, барлиқ җаниварлар ач-
лиқтин қирилип йоқап кәткән болар еди. Бирақ тәбиәт-
тә барлиқ нәрсә тәңшәлгән һаләттә болиду. Мәсилән,
далада яшайдиған тулум чашқан чөп билән, чашқан
болса һәрхил өсүмлүкләрниң уруқлири билән озуқ-
линиду. Иланлар чашқанлар билән, қарчиға болса
тулум чашқанлар билән озуқлиниду. Һайванатлар
дуниясида мошу сәвәптин тәңпуңлуқ сақланмақта.
Һайванатларни чөплүкләр вә жиртқучлар дәп икки
түргә бөлүмиз. Чөплүкләргә тийин, җәрән, сийир, зәрәпә
вә борсуқлар ятиду. Җаниварлар билән озуқлинидиған һайванларни жиртқучлар
дәп атаймиз. Уларға илпиз, чилбөрә, қарчиға, акулилар ятиду.
32 1-бөлүм. 2-қисим. Һайванатлар
32